Köch-köch Переселение

Главная | Регистрация | Вход
Пятница, 2024-03-29, 14.56
Приветствую Вас Гость | RSS
[ Новые сообщения · Участники · Правила форума · Поиск · RSS ]
  • Страница 1 из 1
  • 1
Форум=Munber » Medeniyet/Культура » Әдәбият - Литература » Ташполат Намәтов (Икрамий)
Ташполат Намәтов
Koch-kochDate: Воскресенье, 2009-10-04, 14.48 | Message # 1
Admin
Group: Администраторы
Posts: 30
Status: Offline/ liniyede emes
Ташполат Намәтов/Икрамий/

1940 жили ШУАР ниң Чилпәңзә наһийәсидә дунияға кәлгән. Йәркәнт шәһиридики Хелил Һәмраев намидики уйғур оттура мәктивини 1961 жили тамамлиған. 1964 жили Ташкәнт Дөләт университетигә тил-әдәбият бөлүмигә оқушқа чүшүп, уни 1969 жили түгәткән. Шаирниң шеирлири 1956 жилдин етиварән вақитлиқ мәтбуат сәһипилиридә бесилмақта. Т. Икрамий 40 жил Өзбәкстан телерадиокомитетиниң уйғур радиосида паалийәт көрситип, 2000 жили пенсийәгә чиқти.
Униң 1980 жили "Қуяш күлкиси", 1986 - жили "Булақ", 1990 - жили "Қутлуқ мирас", 1996 - жили "Арман қуши", намлиқ шеирий топламлири нәшир қилинған. Өзбәк тилида болса "Қуяш тәббәсуми" дегән шеирлар топлими бесилған. Қәләм сәһибиниң булардин ташқири "Келиңлар нахша ейтайли!", "Мениң достлирим", "Қизил шәпәқ", "Булақлар", "Жасарәт қомуғи" дегән уйғур шаирлириниң умумий топламлиридин айрим ижадий нәмунилири орун алған.

Добавлено (2009-10-03, 22.21)
---------------------------------------------
Нур вә Чоққа
(Қазақстан хәлиқ язғучиси Зия Сәмәди)
хатирисигә

Таң билән ойғунуп, бақтим дунияға,
Кәйпим хуш, упуқтин яққан зияға.
Шу нурдин җанлинип, қәддин руслиған,
Зиминниң көрки-гүл, һәр бир гияға.

Зия – у нур демәк!
Қудрити һәм зор,
Нур билән һаятлиқ алиду һозур.
Иҗатни – чоққиға қияс қилдим мән,
Чоққимиз бар!-дәйду, һәқлиқ һәр уйғур.

У – чоққа, яп - йешил мәңгү көкәргән,
У - чоққа, «Ғенәмни» көккә көтәргән.
У – чоққа, тил пүтүп «Жиллар сириға»
Қәлб туғянлирин дилға көчәргән!..

У – чоққа, «Майимхан» болған бағри қан,
У – чоққа, әл сөйгән җасур «Ипәрхан».
У – чоққа, хәлқимниң таянч түврүги,
Уни ғулуталмас боран, шувурған!

Чоққиға дәстләп нур чачиду қуяш,
Нур чечип, көксигә һәм қоюду баш.
О, хәлқим! Алдиңда һөрмәттә бүгүн,-
Тазимда, бир сирни әйләп өтәй паш.

Демәк, нур чоққиға яққандәк гүлхан,
Илһамиң партлиған мисали вулқан.
Иҗатта йөксәк бир чоққа яраттиң,
Чоққа боп яшашни ким қилмас арман?!

Аңа чин гувадур «Һәждаһа жили!»
Көргән чағ кимләрниң шат болмас дили.
Тарихқа тил пүтүп, уни сөзләттиң,
Өзәңғу уйғурниң нәқ булбул тили!

Бу тилда тәрипкә сиғмас мәзмун бар,
Бу тилға исянкар әҗдат роһи яр.
Шанлиқ тарихимни тутқачқа дарих,
Сән билән әвлатлар әйләр иптиһар!..

Зәбәрдәс әдибсән, дана, улуқ зат,
Изгү арманларға пүткән җүп қанат.
Шу баис, әҗәлни билмәй яшайсән,
Һәр уйғур қәлбидә мәңгү бәрһаят!..

Ташполат Икрамий

(бу шеирни mst807 әпәндим йоллап бәрди!)

Добавлено (2009-10-04, 14.48)
---------------------------------------------
Телерадиокомпаниясиниң уйғур тәһририятида

Җасарәт қошиғи

Өзбәк тилида уйғур шаирлири топлими.

Пүткүл иттипаққа мәшһүр атақлиқ шаирларниң өзбәк тилида нәшир етилгән.

«Намаишқа чиққан чечәкләр» намлиқ умумий топламға шаирниң бир түркүм шеирлири орун алған. Шундақла балиларға беғишланған үч томдин ибарәт «Көз мончақ», «Гүлшән гүллири», «Солмас чечәкләр» топламлири йоруқ көрди. Шаирниң айрим әсәрлири мәктәп дәрисликлиригә киргүзүлүп оқутулмақта, айрим иҗадий нәмүнлири рус, өзбәк, қазақ, қара қалпақ, таҗик тиллириға тәрҗимә қилинған. 250 тин ошуқ шеириға аһаңлар бәстиләнгән, улар нахша болуп яңрап келиватиду.

Шаир, журналист вә бәстикар сүпитидә хәлиққә тонулған.

 
Форум=Munber » Medeniyet/Культура » Әдәбият - Литература » Ташполат Намәтов (Икрамий)
  • Страница 1 из 1
  • 1
Поиск:


Copyright MyCorp © 2024 | Сайт управляется системой uCoz